байдин: исраилийә болмиған болса, биз йеңидин бир исраилийә кәшип қилған болаттуқ

америка пирезиденти җо байдин ақсарайда 9- ийулда вәзипә өтәш муддити ахирлишидиған исраилийә пирезиденти реувен ривлин билән көрүшти.

1666529
байдин: исраилийә болмиған болса, биз йеңидин бир исраилийә кәшип қилған болаттуқ

түркийә авази радийоси хәвири: байдин билән ривлин ақсарайдики йепиқ учришишидин илгири овал офиста мухбирларға байанат бәрди.

7 - айниң 9 - күни вәзипә өтәш муддити ахирлишидиған ривлинни ақсарайда күтүвалғанлиқидин хушал болғанлиқини билдүргән байдин, йеқин кәлгүсидә исраилийәниң йеңи баш министири нафтали беннетни күтүвелишни халайдиғанлиқини ейтти.

байдин исраилийәни қоллайдиғанлиқини қайта - қайта тәкитләп: «америка пирезиденти болуш сүпитим билән (ейтимәнки), бизниң исраилийәгә бәргән вәдимиз мустәһкәм вә һәқиқийдур. мениң даим ейтқинимдәк, әгәр исраилийә болмиған болса, биз униңдин бирни кәшип қилған болаттуқ» деди.

американиң, исраилийәниң оттура шәрқ дөләтлири билән мунасивитини нормаллаштуруш мусаписини толуқ қоллайдиғанлиқини билдүргән байдин, районда техиму чоң тинчлиқ вә муқимлиқ иттипақи қурушни халайдиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر