африқада 1.2 милйард киши хәтәр астида йашимақта

африқада 1.2 милйард кишиниң сақлиқ ишлириниң начар болуши сәвәбидин хәтәр астида йашаватқанлиқи билдүрүлди.

1665970
африқада 1.2 милйард киши хәтәр астида йашимақта

түркийә авази радийоси хәвири: африқа тәрәққийат банкасиниң башлиқи акинвуми адесина байанат елан қилип, 1.2 милйард африқалиқниң һайатиниң вухән вируси (Kovid-19) йуқуминиң оттурисида, сақлиқ хизмәтлиригә йетәрлик еришәлмәслик хәтири астида икәнликини ейтти.

у африқа тәриққийат банкасиниң вабаниң иқтисад вә сәһийәгә көрситиватқан тәсирлиригә қарши күрәш қиливатқанлиқини әскәртип, африқа дөләтлиригә болған қоллишини техиму күчәйтидиғанлиқини қәйт қилди.

у африқа тәрәққийат банкасиниң йәрлик ваксина тәтқиқатиға вә африқаниң сәһийә системисиға зор мәбләғ аҗритидиғанлиқини билдүрүп, дөләт сәһийә орунлириниң %51 дә пакизә су вә %31 дә електир барлиқини қәйт қилди.

у йәнә, африқада дориларниң %70-60 ниң импорт қилинидиғанлиқини әскәртти.

у африқада 1.2 милйард кишиниң һайатиниң хәтәр астида икәнликини тәкитләп: «биз кирими қандақ болушидин қәтийнәзәр, һәр бир африқалиқни сүпәтлик сақлиқ хизмәтлири, сағламлиқ суғуртиси вә иҗтимаий капаләттин бәһриман болушиға капаләтлик қилиш арқилиқ намрат вә аҗиз кишиләргә үмид беришимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر