пакистанлиқ саҗид җавид әнгилийәдә сәһийә министирлиқиға тәйинләнди

сабиқ ички ишлар вә малийә министири саҗид җавид әнгилийәдә истипа бәргән сәһийә министири мат хәнкокниң орниға тәйинләнди.

1665460
пакистанлиқ саҗид җавид әнгилийәдә сәһийә министирлиқиға тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: әсли пакистанлиқ,51 йашлиқ саҗид җавид илгири 2018-йилдин 2019-йилғичә ички ишлар министири, андин 2020-йили 2-айғичә малийә министири болған иди.

«қуйаш гезити» 25 – ийунда сәһийә министири мат хәнкокниң той қилған туғлуқ министирлиқ бинаси ичидә йеңи той қилған сабиқ лобичи гина коладаңгелони сөйүватқан бихәтәрлик камераси көрүнүшлрини елан қилған иди.

хәвәрләрдә, хәнкокниң университет дости коладаңгелони өткән йили мартта 6 айлиқ тохтам билән маашсиз мәслиһәтчи қилип тәйинлигәнлики, андин униңға сәһийә министирлиқиниң башқуруш комитети ичидә вәзипә бәргәнлики, әмма буни мунасивәтлик орунларға билдүрмигәнлики ашкариланған иди.

хәвәрдин кейин хәнкок йазма байанат елан қилип, өзиниң иҗтимаий арилиқ сақлаш қаидисигә хилаплиқ қилғанлиқини етирап қилған болсиму, дөләтни йуқумдин қутулдуруш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини билдүргән иди.

лекин хәнкок бесимға бәрдашлиқ берәлмәй, 26- ийулда өзиниң иҗтимаий арилиқ сақлаш қаидисигә хилаплиқ қилғанлиқини сәвәб көрситип вәзиписидин истипа бәргән иди.

хәвәргә тема болған сүрәтләр тартилған 5 ийунда, һөкүмәт пуқралардин аилә сиртидики кишиләрни қучақлимаслиқни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر