пәләстин, һамас вә ийорданийә һондурасқа наразилиқ билдүрди

пәләстин, һамас вә ийорданийә һондурасниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткишигә наразилиқ билдүрди.

1664455
пәләстин, һамас вә ийорданийә һондурасқа наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «<бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлири вә хәлқара қанунни дәпсәндә қилиш> дегән уқумни билдүридиған һондурасниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткишини қаттиқ әйибләймиз.»

һондурас пирезидентиниң хаталиқ тәрәптә туруп қарар чиқарғанлиқи әскәртилгән байанатта, буниң толиму әпсуслинарлиқ иш икәнлики, һондурасниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәш қарариниң, ишғал күчлириниң пәләстин хәлқигә қарши дәпсәндичиликлири барғансери әвҗ елип кетиватқан бир пәйткә тоғра келишиниң диққәт қозғайдиғанлиқи қәйт қилинди.

ийорданийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, ийорданийәниң һондурасниң бу қәдимини рәт қилидиғанлиқи һәм әйибләйдиғанлиқи, чүнки буниң хәлқаралиқ қарарларға хилап қилмиш икәнлики билдүрүлди.

қуддус шәһириниң салаһийитини өзгәртиш нишаниға йетиш мәқситидә ташланған һәрқандақ бир қәдәмниңму шәк - шүбһисиз һалда қанунсизлиқ вә инавәтсиз икәнлики әскәртилгән байанатта, кәң даирилик вә адил бир тинчлиқ тәклипи сунушниң муһимлиқи, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлириға асасән, икки дөләтлик түзүмниң иҗра қилинишиниң зөрүрлүки тәкитләнди.

һамас (пәләстин исламий тиркишиш һәрикити) болса,  һондурасниң хәлқара қанунға хилап һалда ишғал астидики қуддуста әлчихана ечишини әйиблиди, һондурасниң бу қәдиминиң, пәләстин хәлқиниң һәқ – һоқуқлириға қарита (очуқ – ашкара таҗавуз қилиш) һесаблинидиғанлиқини билдүрүп, һондурас һөкүмитини хәлқара қанунға риайә қилип, бу қараридин ваз кечишкә чақирди.

һамас йәнә, «пәләстин хәлқиниң әркинлик вә мустәқиллиқ һәқ – һоқуқлирини қоғдаш үчүн җиддий һәрикәткә өтүш» тоғрулуқ чақириқта болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر