фират қалқини районида сүрийә миллий армийәсиниң төт әскири җенидин айрилди

п к к / й п г әзаси террорчилар билән сүрийә миллий армийәси оттурисида йүз бәргән тоқунушта, сүрийә миллий армийәсиниң  төт әскири җенидин айрилди.

1664089
фират қалқини районида сүрийә миллий армийәсиниң төт әскири җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң мунбич наһийәсидин фират қалқини һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә урунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси террорчилар билән сүрийә миллий армийәси оттурисида йүз бәргән тоқунушта, сүрийә миллий армийәсиниң  төт әскири җенидин айрилди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси террорчилар бүгүн сәһәрдә наһийәниң шималиға җайлашқан фират қалқини һәрбий һәрикити райониниң алдинқи сепи һесаблинидиған саҗур дәрйаси бойидики сүрийә миллий армийәси тәвәликигә соқунуп киришкә урунди.

һәрбий өктичи мәнбәләрдин игилинишичә, террорчилар билән әскәрләр оттурисида йүз бәргән тоқунушта, сүрийә миллий армийәсиниң төт әскири җенидин айрилған.

террорчиларниң соқунуп кириш урунуши мәғлубийәт билән ахирлашқан, түркийә армийәсиму мунбичтики тәшкилатқа тәвә оронларни зәмбирәкләрни ишлитип топқа тутқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر