б д т американи куба ембаргосини бикар қилишқа чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишида америка қошма иштатлириниң кубаға йүргүзүватқан 61 йиллиқ ембаргосиға хатимә беришкә чақириқ қилинған тәвсийә қарари көп санлиқ әза дөләтләрниң қоллап аваз бериши нәтиҗисидә қобул қилинди.

1664004
б д т американи куба ембаргосини бикар қилишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғин залида бу йил 29 – қетимлиқи ишқа ашурулған авазға қойушта, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза 193 дөләттин 184 и, америка қошма иштатлириниң кубаға йүргүзүватқан ембаргосиға хатимә бериши мәзмун қилинған тәвсийә қарарини қоллап аваз бәрди.

америка қошма иштатлири билән исраилийә тәвсийә қарарини рәт қилип аваз бәрди, әрәб бирләшмә хәлипилики, коломбийә вә украина аваз беришкә қатнашмиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң қарарлири, хәлқара җәмийәтниң ирадисини әкс әттүридиған бир васитә дәп қарилиш билән бирликтә, һечқандақ җаза йүргүзүш, йаки иҗра қилдуруш күчигә игә әмәстур.

америка қошма иштатлири һакимийити, 1960 – йили, 19 – өктәбирдин буйан кубаға иқтисадий, сода вә пул муамилә җәһәттин ембарго йүргүзүп келиватқан болуп, бу ембарго, «заманиви тарихниң әң узун мәзгиллик ембаргоси» дәп аталмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر