русийә айропилани әнглийә парахотиға оқ чиқарди

русийә айропилани қарадеңизда чеграға хилаплиқ қилинғанлиқини сәвәб көрситип әнглийәниң һәрбий парахотиға агаһландуруш оқи чиқарди.

1663529
русийә айропилани әнглийә парахотиға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқи қарадеңизда әнглийә һәрбий парахотиниң агаһландурулуп оқ етилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, әнглийәниң «Defender» намлиқ уруш парахотиниң, русийә тәрипидин қанунсиз һалда қошувелинған қиримниң ғәрбий җәнубиға җайлашқан фәләңктә чеграға хилаплиқ қилғанлиқи илгири сүрүлди.

бу сәвәбтин «Su-24M» айропиланиниң көккә көтүрүлгәнлики әскәртилгән байанатта: «чеграларни қоғдаватқан русийә парахоти шу йәр вақти 12:06 вә 12:08 дә әнглийә парахотиға агаһландуруш оқи атти. ‹Su-24M› айропилани тоққуз минуттин кейин ‹Defender› парахотиниң линйәсигә агаһландуруп бомба атти» дейилди.

байанатта, русийәниң қарадеңиз флоти вә русийә федератсийә хәвпсизлик идарисиға қарашлиқ чегра муһапизәт қисимлириниң ортақ һәрикәт қилиши билән, әнглийә парахотиниң чеградин йирақлашқанлиқини вә вәқәгә мунасивәтлик әнглийәниң москва әлчиханисидики мунасивәтлик мәсулниң русийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر