хитайниң баш көтүрүши мәсилиси нато йиғининиң күнтәртипидин орун алди

нато дөләтлириниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири қатнашқан йиғин, белгийә пайтәхти бирйусселға җайлашқан нато мәркизидә башланди.

1657734
хитайниң баш көтүрүши мәсилиси нато йиғининиң күнтәртипидин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: нато дөләтлириниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғиниға, түркийәгә вакалитән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғандин башқа, 30 иттипақдаш дөләтниң рәһбәрлири қатнашти.

йиғинниң күнтәртипидә, иттипақниң кәлгүси 10 йиллиқ пилан-лайиһәсини бәлгиләш, натониң истратегийәлик уқумини йеңилаш, хитайниң баш көтүрүши, йеқинқи йилларда барғансери йириклишиватқан русийә билән болған мунасивәтләр вә украина мәсилиси, интернет тор тәһдитлири, террорлуққа қарши күрәш, вәйран қилиш характерлик технологийәләр, килимат өзгиришиниң хәвпсизликкә көрситидиған тәсирлири вә афғанистандики нато қисимлирини чекиндүрүш қараридин кейинки вәзийәт қатарлиқ темилар бар.

нато баш катипи столтенберг йиғин ахирлашқандин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүп мәлумат бериду. йиғин хитабнамиси елан қилиниду.

нато дөләтлириниң башлиқлири түнүгүн кәч (2021-йили 13-ийун) тин башлап бирйусселда айрим учришишларни башливәткән иди.

йиғин ахирлашқандин кейин, бәзи рәһбәрләрниң нато мәркизидә айрим учришишларни давамлаштуридиғанлиқи пәрәз қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر