бәшшәр әсәд һакимийитиниң контроллуқидики террорчи гуруппилар идлибқа һуҗум қилди

сүрийәдә бәшшәр әсәд һакимийити вә иранниң контроллуқидики террорчи гуруппилар  идлиб сүркилишни азайтиш районида уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилип, пуқрави олтурақ районлириға һуҗум қилди.

1657398
бәшшәр әсәд һакимийитиниң контроллуқидики террорчи гуруппилар идлибқа һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: идлибниң җәнубидики мааратуннуман наһийәсидә турушлуқ бәшшәр әсәд күчлири, идлибниң җәнубидики « M4» таш йолида бағара, бәйнин вә кәнсәфра йезилириға қуруқлуқтин һуҗум қилип, уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди.

һуҗумда иккиси бала, бири айал болуп, җәмий 3 пуқра йариланди, йаридарлар йеқин әтраптики дохтурханиларға орунлаштурулди.

бәшшәр әсәд һакимийити вә қоллиғучилириниң, идли вилайитигә йеқинқи бир һәптә ичидә қилған һуҗумлирида 20 пуқра қаза қилди, 36 пура йариланди, 1867 пуқра өй – маканлиридин айрилип қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر