дунйа әллири исраилийәни әйибләшни давамлаштурмақта

венезуела муавин ташқи ишлар министири, қошумчә йавропаға мәсул министир йардәмчиси йван гил билән мексика ташқи ишлар министирлиқи, исраилийәниң мәсҗиди әқса вә ғәззәгә қилған һуҗумлириға күчлүк наразилиқ билдүрди.

1637861
дунйа әллири исраилийәни әйибләшни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: гил өзиниң тивиттердики адресида исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һава һуҗумлириниң фото – сүрәтлирини ортақлишип: «инсанларниң демократийәси һуҗумға учриғанда өзини кишилик һоқуқ қоғдиғучиси дәп җакарлиғанлар, ирқий қирғинчилиқ алдида сүкүт қилмақта! әмди қирғинчилиқ тохтитилсун!!» дегәнләрни қәйт қилди.

мексика ташқи ишлар министирлиқиму твиттердики адреси арқилиқ байанат берип, шәйх җәрраһ мәһәллисидә йашайдиған пәләстинликләрниң өй – маканлиридин көчүрүветилишиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини билдүрди вә қуддус, ғәззә вә башқа районларда йүз бериватқан зораванлиқ вәқәлиридин чоңқур әндишә қилиниватқанлиқини оттуриға қойуп, техиму көп кишиниң зийанкәшликкә учрап кәтмәслики үчүн, һәр икки тәрәпни соғуққан болушқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر