мәсҗиди әқсаға қилинған һуҗумлар қаттиқ наразилиқ қозғиди

исраилийә сақчилириниң ишғал астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсада ибадәт қиливатқан пәләстинликләргә һуҗум қилиши пүткүл дунйаниң қаттиқ наразилиқини қозғиди.

1636439
мәсҗиди әқсаға қилинған һуҗумлар қаттиқ наразилиқ қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, исраилийә сақчилириниң мәсҗиди әқсада вә қуддусниң башқа районлирида пәләстинликләргә қаритилған зораванлиқ һәққидә елан қилған байанатида, тәрәпләрни «зораванлиққа хатимә бериш» кә чақирди.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс тәрипидин елан қилинған байанатта, қуддустики зораванлиқ мәсилиси һәққидә исраилийә сақчилириниң биваситә әйибләнмәслики, барғансери күчийиватқан зораванлиқниң ахирлишиши мәсилисидә һәм исраилийә һәм пәләстин тәрәпниң «соғуққан» болушқа чақириқ қилиниши диққәт қозғиди.

ливийә баш министири абдулһамид дибәйбә, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, исраилийә сақчилириниң мәсҗиди әқсада җамаәткә һуҗум қилишини қаттиқ әйибләп мундақ деди: «пәләстин хәлқиниң һәққаний күришидә һәмишә пәләстинликләрниң йенидимиз, исраилийәниң, тунҗи қиблимиз мәсҗиди әқсаға қилған һуҗуми вә пәләстинликләрни охшиши һеч көрүлүп бақмиған шәкилдә йурт – маканлирини қоғлап чиқиришини әйибләймиз. хәлқара җәмийәт, пәләстинликләрниң мәнпәәти үчүн адил бир чарә издәш мәсулийитини ада қилиши керәк.»

ийорданийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси дайф әлфайиз, мәсҗиди әқсаға вә тинч һаләттә ибадәт қиливатқанларға қаритилған һуҗумларни, «һәқ - һоқуқларниң очуқ – ашкара дәпсәндә қилиниши вә вәһшиләрчә қилмиш» дәп атап, һәмдә буни қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрүп, бу һуҗумларни әйиблиди.

у, исраилийә даирилирини, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ қанун – бәлгилимилиригә асасән, ишғалчи күч сүпитидә әһдилиригә риайә қилишқа, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири, һуҗумлар вә иғвагәрликләргә хатимә беришкә чақирди.

пакистан ислам җамаити партийәси рәһбири сираҗул һәқ, «исраилийә күчлириниң», мусулманларниң тунҗи қиблиси мәсҗиди әқсада ибадәт қилишни тохтитиш һоқуқи йоқлуқини билдүрди, һәмдә қутлуқ рамизан ейида, исраилийә күчлириниң мәсҗиди әқсаға қилған һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «пакистан хәлқи пәләстиндики қериндашлирини қоллимақта, һәмдә пәләстинликләрниң пидакарлиқи вә җасаритигә йуқири баһа бәрмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر