фирансийә «чадниң ички ишлириға арилашмаслиқ» қа чақирилди

дунйа мусулман өлималар бирлики фирансийәни «чадниң ички ишлириға арилашмаслиқ» қа чақирди.

1634299
фирансийә «чадниң ички ишлириға арилашмаслиқ» қа чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики рәиси пирофессор доктор әһмәд әррәйсуни вә баш катипи әли муһйиддин әлқарадағи тәстиқлиған байанатта, дунйа мусулман өлималар бирликиниң, чадта йүз бериватқан өзгиришләрни, һакимийәт талишиш күриши сәвәб болуватқан әһвални, өткүнчи һәрбий кеңәш билән өктичиләр оттурисида давамлишиватқан тоқунушни қаттиқ әндишә ичидә көзитиватқанлиқи тәкитләнди.

бу әһвал алдида, фирансийә, армийәсини чадтин чекиндүрүш вә дөләтниң ички ишлириға арилишиштин ваз кечишкә чақириқ қилинған байанатта,  өткүнчи һәрбий кеңәштин, әркин вә очуқ – ашкара йосунда өткүзүлидиған сайламлар арқилиқ һакимийәтниң тинч шәкилдә алмишиши вә тинч өткүзүлүватқан намайишчиларға һуҗум қилинмаслиқини қолға кәлтүрүши тәләп қилинди.

дөләтниң шималида, чадта өзгириш вә маслиқ алдинқи сепигә қарши елип берилған һәрбий һәрикәт давамида,  чад пирезиденти идрис деби итнониң 19 – апрел күни өлтүрүлүшидин кейин, униң 37 йашлиқ оғли, пирезидент мәһкимиси муһапизәтчиләр полкиниң қомандани, лейтенант генерал муһәммәд идрис деби, 20-апрел күни, өткүнчи һәрбий кеңәшниң башлиқлиқиға тәйинләнгәниди.

чадта һакимийәтни тартивалған кеңәш,  вәзипә өтәш муддитиниң 18 ай икәнликини елан қилған, парламент вә һөкүмәтни тарқитивәткәниди. кеңәш, 27-апрел күни, сабиқ баш министир паһими падаке албертни вақитлиқ баш министир қилип тәйинлигәниди.

чадта өткүнчи һәрбий ишлар комитети һөкүмитигә қарши 27-апрел күни өткүзүлгән намайишларда 6 адәм қаза қилған, 700 дин артуқ киши қолға елинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر