бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 759 ға чиқти

бирмада һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши өткүзүлүватқан намайишларда, хәвпсизлик қисимлириниң қораллиқ бастуруши сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 759 ға чиқти.

1631251
бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 759 ға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи йиғинида, бирмада зораванлиқларни балдуррақ тохтитиш қарари елинған болсиму, йәнә тоққуз киши өлтүрүлди.

бирма сийасий тутқунларға йардәм җәмийити күндилик доклатида, йеқинқи 24 саәттә үч кишиниң җенидин айрилғанлиқиниң тоғриланғанлиқини вә җәмий җенидин айрилғанлар саниниң 759 ға чиққанлиқини, 3 миң 461 кишиниң тутулғанлиқини, 1 миң 276 киши үстидә тутуш буйруқиниң барлиқини елан қилди.

һиндонезийәдә 24-апрел өткүзүлгән шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи рәһбәрләр йиғинида, бирмада зораванлиқларни балдуррақ ахилаштуруш қарари чиқирилған иди. мәлуматларға асасланғанда, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири иттипақи йиғинидин буйан бирмада армийәниң қоралиқ бастуруши нәтиҗисидә, тоққуз киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر