шиветсийәдики бир мусулманлар қәбристанлиқи һуҗумға учриди

шиветсийәниң малмө шәһири росенгард районидики мусулманлар қәбристанлиқи һуҗумға учриди.

1628924
шиветсийәдики бир мусулманлар қәбристанлиқи һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: росенгард районлуқ сақчи идариси, вәқәни тәкшүрүватқанлиқини, һуҗумчиларниң 10 мазар тешиға бузғунчилиқ қилғанлиқини уқтурди.

шиветсийәдики «пәрқлиқ рәңләр партийәси» башлиқи микаил йүксәл, йеқинқи йиллардин буйан шиветсийәдә мусулманларға өчмәнлик қилиш қилмишлириниң улғийип қалғанлиқини билдүрди.

малмө шәһиридики қәбристанлиққа қилинған һуҗумдин әпсусланғанлиқини билдүргән йүксәл, һөкүмәт вә сийасий партийәләрниң бу хил һәрикәтләргә қарши чарә – тәдбирләрни йолға қоймиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر