руһани: дунйа билән мунасивәт орнатмай туруп тәрәққий қилғили болмайду

иран пирезиденти һәсән руһани, дөләт иқтисадини гүлләндүрүш үчүн ички базарниң йетәрлик әмәсликини, дунйа билән мунасивәт орнатмай туруп илгириләшни қолға кәлтүргили болмайдиғанлиқини ейтти.

1629064
руһани: дунйа билән мунасивәт орнатмай туруп тәрәққий қилғили болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, пайтәхт теһранда иқтисадшунаслар билән көрүшкән руһаниниң: «бизму мәсилиләрниң дөләт ичидә һәл қилиниши керәкликигә ишинимиз, әмма шуни билиш керәкки, дунйа билән мунасивәт орнатмай туруп, илгириләшни қолға кәлтүргили, дөләтни тәрәққий қилдурғили болмайду» дегәнликини билдүрди.

байанатта, руһаниниң, илгири 119 милйард долларға йәткән нефит кириминиң өзи һөкүмәт башқурған мәзгилдә 67 милйард доллардин ашмиғанлиқини қәйт қилғанлиқиға даир учурларғиму орун берилди.

байанатта көрситилишичә, һәсән руһани йәнә, австрийәниң пайтәхти вийеннада елип бериливатқан йадро келишими сөһбити тоғрисида тохтилип: «вийеннадики сөһбәт иранниң күчиниң намайәндиси. бүгүн дунйа иран билән келишим түзүш вә җазани бикар қилиштин башқа йолниң йоқлуқини қобул қилди. бу иран үчүн зор утуқтур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилған.


خەتكۈچ: #руһани , #иран

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر