йавропа иттипақи һиндистанға йардәм әвәтиду

йавропа иттипақи йеқинқи күнләрдә вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләр көпийиватқан һиндистанниң тәлипигә бинаән йардәм әвәтишкә тәййарланди.

1628337
йавропа иттипақи һиндистанға йардәм әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлийен (Ursula von der Leyen) твиттерда учур һәмбәһирләп: «һиндистандики вәзийәт кишини әндишәләндүриду, биз йардәм қилишқа тәййар» деди.

йавропа иттипақи комитетиниң киризис башқуруш ишлириға мәсул әзаси йанез ленирчик (Janez Lenarcic) йавропа иттипақиниң һиндистанға оксиген вә дора әвәтшкә тәййарланғанлиқини елан қилди.

вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, күнлүк йуқум сани күнсери йуқири өрлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر