маккензи: афғанистанға ишғал қилиш мәқситидә қайта кирмәймиз

америка армийәси мәркизи қисимлар қомандани генерал – полковник кеннит маккензи, афғанистандики америка әскәрлири чекингәндин кейин, бу дөләттики террорлуқ тәһдитигә қарши турушниң қийин болидиғанлиқини ейтти.

1625452
маккензи: афғанистанға ишғал қилиш мәқситидә қайта кирмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизи қисимлар қомандани генерал – полковник кеннит маккензи, афғанистандики америка әскәрлири чекингәндин кейин, бу дөләттики террорлуқ тәһдитигә қарши турушниң қийин болидиғанлиқини, әмма һәр қандақ шәкилдә ишғал мәқситидә афғанистанға кирмәйдиғанлиқлирини билдүрди.

генерал – полковник маккензи, америка авам палатаси қораллиқ қисимлар комитетида сөз қилип, америка қошма иштатлириниң афғанистанға қайтидин әскәр әвәтмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

у: «буниңдин кейин әқилгә уйғун һәр қандақ шараитта ишғал қилиш мәқситидә афғанистанға кирмәймиз. қилидиған ишимиз бизгә һуҗум қилмақчи болғанларни байқийалиған даирә билән чәклинидиған болуп, уларға қарита қилишқа тегишлик ишларни қилимиз. буни асандәк қилип көрситишни халимәймән. асан әмәс, интайин қийин болиду, лекин пүтүнләй имкансиз әмәс» дегәнләрни қәйт қилди.

маккензи, американиң афғанистандики террорлуққа қарши туруш һәрикитини асаслиқи башқа дөләтләргә орунлаштурулған америка һава армийәсидин пайдилинип елип баридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر