америка пакистанни килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилди

вашингтон һөкүмити дәсләптә тәклип қилмиған пакистанни америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң чақириқиға бинаән 22 – 23 – апрел күнлири тор муһити астида чақирилидиған килимат өзгириши башлиқлар  йиғиниға тәклип қилди.

1625081
америка пакистанни килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министир имран ханниң килимат өзгириши ишлири мәслиһәтчиси малик амин аслам, америка қошма иштатлириниң килимат өзгириши ишлири алаһидә вәкили җон керидин башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн тәклип мәктуби тапшурувалғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, килимат өзгириши башлиқлар йиғининиң 22 – апрел күни өткүзүлидиған олтурушиға, пакистанға вакалитән өзиниң қатнишидиғанлиқини қәйт қилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, 26 – март күни, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниму өз ичигә алған 40 дөләтниң рәһбирини тор муһити астида чақирилидиған килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилғаниди.

байдинниң башлиқлар йиғиниға пакистанни тәклип қилмаслиқи, пакистан баш министири имран ханниң наразилиқини қозғиғаниди.

имран хан, 3 – апрел күни елан қилған байанатида, мәзкур йиғинға пакистанниң тәклип қилинмаслиқидин толиму ғәлитилик һес қилғанлиқлирини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر