иранниң йадро истансисиға һуҗум қилған кишиниң кимлики ениқланди

иран истихбарат министирлиқи исфаһандики натанз йадро истансисиға һуҗум қилғучиниң кимлики ениқланғанлиқини вә назарәткә елиниши үчүн керәклик қәдәмләрниң ташланғанлиқини елан қилди.

1619528
иранниң йадро истансисиға һуҗум қилған кишиниң кимлики ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: иран истихбарат министирлиқидин бир мәсулниң дөләт таратқулирида орун алған байанатида, һуҗум қилғучиниң кимлики ениқланғанлиқи билдүрүлди.

натанз йадро  истансисиниң ток тәқсимләш торида 1- апрелда вәқә чиққанлиқи билдүрүлгән болуп,  тәкшүрүштин кейин, иран атом енергийә оргини башлиқи әли әкбәр салиһи бу вәқәниң «террорлуқ һәрикити» икәнликини елан қилған иди.

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зарифму һуҗумниң арқисида исраилийәниң барлиқини вә буниң интиқами чоқум елинидиғанлиқини билдүргән иди.

иранниң натанз йадро истансисида 2020-йили ейул ейидиму от апити йүз бәргән вә иран йадро алими муһсин фаһризадә суйиқәсткә учрап,  әтиси 28-нойабирда елан қилинған байанатта, буниң исраилийә тәрипидин елип берилған бузғунчилиқ һәрикити икәнлики уқтурулған иди.

натанз йадро истансисида шәнбә күни пирезидент һәсән руһаниниң йолйоруқи билән 10 һәссә артуқ уран ишләпчиқиридиған болған вә 164 данә IR6 сантрифуж зәнҗири ишқа кириштүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر