хитай вә русийә ваксинаси чехийәдә икки министирниң вәзиписидин елип ташлинишиға сәвәб болди

бүгүн (2021-йили 12-апрел) хитай вә русийә  ваксинасини қоллимиған чехийә ташқи ишлар министириниң вәзиписидин елип ташланғанлиқи елан қилинди.

1619548
хитай вә русийә ваксинаси чехийәдә икки министирниң вәзиписидин елип ташлинишиға сәвәб болди
çin aşı skandalı.jpg
çekya.jpg
1koronavirüs çekya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: чехийәдә хитай вә русийә ваксинасини қоллимиған ташқи ишлар министири томас петричекниң вәзипсиидин елип ташланғанлиқи һәмминиң диққитини тартти.

томас петричек елан қилған байанатида, бирләшмә һөкүмәт шериклиридин чехийә иҗтимаий демократлар партийәсиниң рәһбири жан хамаҗек билән көрүшкәнликини вә хамаҗекниң униңға вәзиписидин елип ташланғанлиқини уқтурғанлиқини ейтти.

пирезидент милош земан алдинқи байанатида, томас петричекниң хитай вә русийә ваксинасини қоллимиғанлиқини һәмдә дуковани йадро истансисини кеңәйтиш пиланиға мунасивәтлик һөддигәрликкә русийәниң қатнишишини тосмақчи болғанлиқини, шуңа униңға наразилиқ билдүргәнликини тәкитләп, томас петричекниң вәзипсиидин елип ташлиниши үчүн өзиниң баш министирға чақириқ елан қилғанлиқини уқтурған иди.

чехийә мәтбуатлириниң йәнә башқа хәвәрлиригә асасланғанда, томас петричек «CSSD» қурултийида пирезидент кандидати болған болуп, һазирқи пирезидент хамачекни қаттиқ тәнқид қилғанлиқи үчүн вәзиписидин елип ташланған.

чехийәдә хитай вә русийә ваксинаси талаш - тартиши сәвәбидин алдинқи һәптә сәһийә министириму вәзипсиидин елип ташланған иди.


خەتكۈچ: #чехийә , #хитай

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر