руһани: американиң бесими сәвәблик ваксина сетивелишимиз тосалғуға учриди
иран пирезиденти һәсән руһани, америка қошма иштатлириниң бесими сәвәбидин теһранниң вухән вируси (ковид – 19) ваксиниси сетивелишта қийинчилиққа дуч кәлгәнликини ейтти.
1617393
түркийә авази радийоси хәвири: дөләтниң һәр қайси районлиридики қурулуши тамамланған учур техникиси вә йеңилиқ йаритиш түрлирини хизмәткә кириштүрүш мурасимиға син көрүнүшлүк иштирак қилған пирезидент руһани, ковид - 19 гә қарши йасалған ваксинилар вә ваксина сетивелиш җәрйани тоғрисида тохталди.