москва: украина чеграсидики һәрикәтләр һечкимгә тәһдит әмәс

москва һөкүмити украина чеграсидики русийә һәрбий һәрикәтлириниң һечкимгә тәһдит пәйда қилмайдиғанлиқини елан қилди.

1615102
москва: украина чеграсидики һәрикәтләр һечкимгә тәһдит әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков (Dmitry Peskov) русийәниң дөләт ичидә мувапиқ көргән шәкилдә армийә қисимлирини йөткигәнликини билдүрди.

русийә кремил сарийиниң байанатчиси дмитрий песков русийәниң һәр қачан өз бихәтәрликини көзитидиғанлиқини әскәртип, украина чеграсидики армийә қисимлирини йөткәшниң украинаға йаки башқа дөләтләр үчүн тәһдит пәйда қилмайдиғанлиқини билдүрди.

украина армийә иштаб башлиқи руслан һомчақ 30-март (2021) парламентта сөз қилғанда, русийә қораллиқ күчлириниң маневирни баһанә қилип, украина чегралири әтрапиға әскәр йөткигәнликини қәйт қилған иди.

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков илгириму русийәниң территорийәсидә қораллиқ күчлирини өз ирадиси бойичә йөткигәнликини вә униң һечким үчүн тәһдит әмәсликини билдүргән иди.

русийә донбас районидики киризисниң һәл қилиниши үчүн, русийә, украина һәмдә йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилатидин тәркип тапқан үч гуруппа, 2020-йили 27-ийулдин тартип кәң даирилик уруш тохтитишни қарар қилған иди.

районда намда мустәқиллиқини елан қилған русийәпәрәс бөлгүнчиләр билән кийев һөкүмити оттурисида 2014-йилидин буйан давамлшиватқан тоқунушларда, 13 миңдин артуқ киши җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر