бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 459 ға чиқти

бирмада һәрбий өзгириш вә сайланған һөкүмәт әзалириниң тутқун қилинишиға қарши намайишларни хәвпсизлик күчлириниң қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә, җенидин айрилғанларниң сани 459 ға чиқти.

1610373
бирмада җенидин айрилған намайишчилар сани 459 ға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: бирма сийасий тутқунларға йардәм қилиш җәмийитиниң елан қилған күнлүк доклатида, йеқинқи 24 саәттә 36 кишиниң җенидин айрилғанлиқниң тоғриланғанлиқи билдүрүлүп, җәмий өлүм саниниң әң аз дегәндә 459 ға йәткәнлики қәйт қилинди.

доклатта йәнә, бирмада 2 миң 559 кишиниң тутқунда икәнлики вә 119 кишиниң мәхпий тутулғанлиқи әскәртилди.

йәнә бир тәрәптин, бирма армийәси билән карән етник гурупписиниң қораллиқ гурупписи һесаблинидиған «карән дөләт иттипақи» оттурисидики тоқуқушлар, түнүгүнму (2021-йили 28-март) давамлашти.

бирма армийәси карән иштатиға қарашлиқ һпапун районида елип барған һава һуҗуми нәтиҗисидә, 3 миң пуқра йурт-маканлиридин айрилди.

түнүгүн бирма армийәсиниң мандалайда от қойуп бәргән бир бинада йәттә киши җенидин айрилди, 11 киши йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر