һиндонезийәдә бир черкавға қилинған адәм бомба һуҗумида 14 киши йариланди

һиндонезийәниң җәнуби сулавеси өлкисиниң пайтәхти макассар шәһиридики черкавни нишан қилған бомба һуҗумида 14 киши йариланди.

1609814
һиндонезийәдә бир черкавға қилинған адәм бомба һуҗумида 14 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий сулавеси сақчи идариси аммиви мунасивәт ишханиси мәсули  е зулпан елан қилған байанатида, дәсләпки тәкшүрүшләргә асасланғанда бу вәқәниң  өзини қошуп партлитиш характерлик һуҗум икәнлики ейтти.

дөләтлик сақчи идариси байанатчиси арго йувоно бомба һуҗумида черкав бихәтәрлик хадимлириниму өз ичигә алған 14 кишиниң йариланғанлиқини вә уларниң дохтурханида даваливатқанлиқини билдүрди.

җәнубий сулавеси сақчи идариси тәрипидин елан қилинған байанатта болса, черкавға киришкә урунған 2 мотсиклитлиқ һуҗумчидин бирсиниң  шу йәрниң вақти 10.28 өткәндә бәдинигә теңивалған бомбини партилатқанлиқи уқтурулди.

йәнә бир һуҗумчи тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

һиндонезийәдики «нәдләтул өлима» (NU)  вә «өлималар мәҗлиси» (MUI) қатарлиқ исламий җамаәтләр билән аммиви тәшкилатларму һуҗумни әйиблиди.

макассар шәһәр башлиқи муһәммәд рамадан поманто йәкшәнбә күнлүк мурасим үчүн йиғилған амминиң чиркавниң ичидә икәнликини вә  черкавни нишан қилған һуҗумниң тәсиригә учримиғанлиқини байан қилди.

черкав алдидики һуҗумниң җавабкарлиқини һазирға қәдәр һечкиши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر