байдин әрдоғанни килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни 22 – 23 – апрел күнлири чақирилидиған килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилди.

1609398
байдин әрдоғанни килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, җумһур рәис әрдоғанни килимат өзгириши башлиқлар йиғиниға тәклип қилип мәктуп йолиди, һәмдә мәктубида, «ковид – 19» йуқуминиң тәсиригә учриған түркийә пуқралири, аилә тавабиатлири вә пүткүл түркийә хәлқиниң дәрд – әләмлирини ортақлишидиғанлиқини әскәртти.

бу арилиқта, видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилидиған килимат өзгириши башлиқлар йиғини һәққидә җо байдин һакимийити тәрипидин елан қилинған байанатта, пирезидент байдинниң җумһур рәис әрдоғандин сирт йәнә, русийә пирезиденти виладимир путин вә хитай дөләт рәиси ши җинпиңниңму йиғинға тәклип қилғанлиқи билдүрүлди.

башлиқлар йиғинида, килимат өзгиришигә қарши техиму кәскин күрәш қилишниң зөрүрлүки вә иқтисадий җәһәттики пайдилиқ тәрәплириниң тәкитлинидиғанлиқи қәйт қилинған байанатта, мундақ дейилди: «гласговда нойабир ейида чақирилидиған бирләшкән дөләтләр тәшкилати килимат өзгириши конферансидин илгири, бу йиғин муһим бурулуш нуқтиси болиду.»

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти доналд трамп, 2017 – йили, ийун ейида америка қошма иштатлириниң «париж килимат келишими» дин чекинидиғанлиқини уқтурған, 2019 – йили, 4 – нойабир күни болса келишимдин рәсмий айрилғаниди.

байдинниң йанвар ейида һакимийәт бешиға чиқишидин кейин, вашингтон, келишимгә тәкрар дахил болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر