америка пәләстингә иқтисадий йардәм бәрди

америка қошма иштатлири пәләстиндики католик йардәм хизмәтлири тәшкилатиниң ковид – 19 ни тизгинләш күриши үчүн 15 милйон доллар йардәм қилди.

1608842
америка пәләстингә иқтисадий йардәм бәрди
Muhammed Istiyye.jpg
abd disisleri.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «америка қошма иштатлири һөкүмити ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи вә ғәззә районидики пәләстинликләргә 15 милйон доллар инсанпәрвәр йардими бәргәнликини елан қилиштин хушаллиқ һес қилиду» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, бу йардәмниң америка хәлқара тәрәққийат агентлиқи арқилиқ қилинғанлиқини вә ғәззә райони билән ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики католик йардәм хизмәтлири тәшкилатиниң ковид – 19 ға қарши күришигә һәссә қошушни нишан қилидиғанлиқиға ишарәт қилинди.

бу пулниң йәнә мәзкур икки райондики җиддий ашлиқ йардими паалийәтлиригиму ишлитилидиғанлиқи әскәртилди.

пәләстин баш министири муһәммәд иштиййә, американиң пәләстинликләргә қилған инсанпәрвәр йардимигә «тоғра йөнилиштә ташланған бир қәдәм» дәп баһа бәрди.

у бу һәқтики йазма байанатида, йардәм қилишниң қайтидин башланғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқиға ишарәт қилип: «бу, америка һөкүмити билән болған мунасивәтләрниң қайтидин тәртипкә селиниши үчүн тоғра йөнилиштә ташланған муһим бир қәдәм» деди.

пәләстин баш министири, американиң йардәмлириниң сабиқ пирезидент доналд трампниң пәләстин мәсилисигә тутқан позитсийәси сәвәбидин тохтап кәткәнлкини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر