тәйвән бир йирақ мусапилик башқурулидиған бомбисини түркүмләп ишләпчиқиришни башлиди

тәйвән мудапиә министири чйу ку – чең, тәйвәнниң узун мусапилик башқурулидиған бомбисини түркүмләп ишләпчиқиришқа башлиғанлиқини уқтурди.

1608504
тәйвән бир йирақ мусапилик башқурулидиған бомбисини түркүмләп ишләпчиқиришни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: «асийа хәвәрләр қанили», чйуку – чеңниң тәйбе тәйбей парламентида сөз қилип, министирлиқниң дөлити үчүн йирақ мусапилик қоралларни тәрәққий қилдурушни алдинқи орунға қойғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

дөләтлик чуңшән пән - техника институтиниң узундин буйан бу хил қораллар үстидә тәтқиқат елип бериватқанлиқини билдүргән чийу, йирақ мусапилик бир башқурулидиған бомбини түркүмләп ишләпчиқиришқа башлиғанлиқлирини, башқа үч моделниң тәрәққий қилдуруш басқучида икәнликини қәйт қилди.

тәйвән мудапиә министири 17 – марттики байанатида, тәйбениң, хитайниң тәһдитигә қарши җәнубий хитай деңиз вә иту аба арилидики һәрбий мәвҗудийитини күчәйткәнликини елан қилғаниди.


خەتكۈچ: #бомба , #тәйвән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر