пәләстин б д т ниң қарариға йуқири баһа бәрди

пәләстин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) кишилик һоқуқ кеңишиниң исраилийәниң қанунсиз йәһудий олтурақ районлири тәсис қилишини әйиблигәнлики вә пәләстинниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини етирап қилғанлиқиға йуқири баһа бәрди.

1608078
пәләстин б д т ниң қарариға йуқири баһа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министири рийад әлмалики б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң қарариға баһа бәргән йазма байанатида: «ишғалийәт астидики пәләстин земинлирида бәрпа қилинған қанунсиз олтурақ районлири тоғрисидики қарарниң мақуллиниши бу олтурақ районларни қоллашниң тохтитилишини вә байқут қилишниң зөрүрлүкини тәкитләйду» дегән ибариләргә орун бәрди.

малики, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң исраилийәниң қанунсиз йәһудий олтурақ районлири тәсис қилишини әйиблиши вә пәләстинликләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқини муәййәнләштүрүш тоғрисидики қарарларни мутләқ көп санлиқниң авази билән қобул қилишиниң кишини хушал қилидиғанлиқини тилға елип өтти.

йәһудий олтурақ районлириниң әмәлдин қалдурулуши керәкликини әскәрткән малики: «тинчлиқ вә икки дөләтлик һәл қилиш чариси бузулди» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң түнүгүн чиқирилған қанунсиз йәһудий көчмәнләр тоғрисидики қарари 36 дөләтниң қоллап беләт ташлиши билән, пәләстинликләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи тоғрисидики қарар болса 42 дөләтниң қоллиши билән мақуллуқтин өткәниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر