исраилийә уруш айропиланлири ғәззәни бомбардиман қилди

исраилийә уруш айропиланлири қамал астидики ғәззә районини йәнә бир қетим бомбардиман қилди.

1607232
исраилийә уруш айропиланлири ғәззәни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қамал астидики ғәззә райониниң шималий вә оттура қисимлириға қилинған һава һуҗумлирида адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлүп көрүлмигәнлики һәққидә һазирғичә һечқандақ мәлумат берилмиди.

исраилийә армийәси байанатчиси авичай адрае аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған йазма байанатида, исраилийә уруш айропиланлири билән тик учар айропиланлириниң, ғәззәдики ракетамийот ишләпчиқиридиған бир нуқта билән һамасқа аит бир һәрбий муәссәсәни бомбардиман қилғанлиқини, буниң, түнүгүн кәч тәрәпләрдә ғәззәдин исраилийә тәрәпкә етилған ракетамийотқа берилгән җаваб икәнликини илгири сүрди.

исраилийә армийәси, түнүгүн кәч тәрәпләрдә ғәззәдин етилған бир ракетамийотниң исраилийәдики очуқ бир саһәгә чүшкәнликини билдүргәниди.

әмма ғәззәдин буниң җавабкарлиқини өз үстигә алидиған һечқандақ бир гуруппа оттуриға чиқмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر