йапонийәдики йәр тәврәштә тоққуз киши йариланди

йапонийәниң шәрқий шималиға җайлашқан мийаги иштатиниң деңиз тәвәликидә 20-март (2021) та йүз бәргән 6.9 бал йәр тәврәштә йариланғанларниң сани тоққузға чиқти.

1605807
йапонийәдики йәр тәврәштә тоққуз киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә «NHK» ниң хәвиридә билдүрүлишичә, 20-март шәнбә күни тоһоко райони мийаги иштатиниң деңиз тәвәликидә йүз бәргән йәр тәврәштә тоққуз киши йариланған.

йапонийәниң шәрқий вә шәрқий шималида қурулған йадро електир истансисилирида һазирчә бинормаллиқ көрүлмигәнлики қәйт қилинди.

мийаги иштатиниң ошика йерим арилиға 20 километир келидиған деңиз тәвәликидә шу йәр вақти 18 дин 9 минут өткәндә 60 километир чоңқурлуқта йәр тәврәш йүз бәргән иди.

йәр тәврәш тоһоко райониға җайлашқан авмори, иватә, фукушима, акита, йамагата иштатлири билән пайтәхт токйо вә әтрапидики иштатлардиму һес қилинди.

йәр тәврәштин кейин елан қилинған деңиз ташқини агаһландурушлири қисқа вақит ичидә әмәлдин қалдурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر