шималий корейә малайсийадики әлчиханисини рәсмий тақиди

малайсийада шималий корейә әлчиханиси әтрапиға мухбирларниң йеқинлишишиниң алдини елиш үчүн сақчи тосмиси қурулди.

1605281
шималий корейә малайсийадики әлчиханисини рәсмий тақиди

түркийә авази радийоси хәвири: шу йәрниң вақти 09:00 әтрапида хизмәтчиләрни елип маңған бир аптобус куалалумпурдики шималий корейә әлчихана бинасиға барди. аптобус 11:00 дә әлчихана бинасидин йолға чиқип, куалалумпур хәлқара айродорумиға  йетип кәлди.

малайсийа алий сот мәһкимиси 2019-йилдин бери тутуп турулуватқан шималий корейә пуқраси мун чол мйоңни пул йуйуш җинайити билән сотлаш үчүн америкиға қоғлап чиқириш қарари мақуллиған иди.

шималий корейә ташқи ишлар министирлиқи 19-марттики байанатида, малайсийа сотиниң бу қарариға наразилиқ билдүрүп, «малайсийа билән дипломатик мунасивәтлирини үзүп ташлиғанлиқини» елан қилған иди.

шу күни малайсийа ташқи ишлар министирлиқиму шималий корейәниң байанатини әйибләп, шималий корейә әлчиханиси хизмәтчилири вә аилә-тавабиатлириниң 48 саәт ичидә чеградин чиқип кетишини тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر