шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда түрк офитсерниң җәсити тепилди

шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда 2020- йили 18 – нойабир күни йоқап кәткән 31 йашлиқ түрк офитсер дәниз арданиң җәсити тепилди.

1597565
шиветсийәниң пайтәхти ситокһолмда түрк офитсерниң җәсити тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: ситокһолм җамаәт хәвпсизлики баш идариси байанатчиси карина скагерлинд, бу һәқтә елан қилған байанатида, буниңдин 10 күн илгири стокһолмниң җәнубидики тиреста миллий бағчисидин тепилған җәсәтниң, шиветсийә деңиз армийәси двеңиз алаһидә әтрити офитсери сүпитидә вәзәпә өтәватқан дәниз ардаға аит икәнликиниң ениқлап чиқилғанлиқини әскәртип мундақ деди: «аилисигә хәвәр қилинди, дәсләпки тәкшүрүшләрдә җинайәт унсури байқалмиди.»

«‹афтонбладет› гезити» ниң хәвәр қилишичә, бир сайаһәтчи, 27-феврал шәнбә күни тиреста миллий бағчисида  айлинип йүргәндә, тик қийалиқлар арисида бир җәсәтни көргән вә сақчиға мәлум қилған.

арда йоқап кетиштин бурун достлириға йоллиға учурида, ситокһолмниң накка районидики тәк қийалиқлар арисида узунға йүгүрәшкә чиқидиғанлиқини әскәрткәниди.

шиветсийә қораллиқ қисимлирида түрлүк алаһидә әтрәт мәшиқилирини мувәппәқийәтлик тамамлиған вә дәриҗиси деңиз армийәси қоманданлиқ мәктипи қоманданлиқ иштаби  офитсерлиқиға өстүрүлгән дәниз арда, 2020-йили, 18-нойабир күни йоқап кәткән иди.

арда  стокһолмниң лилҗеһолмен районидики бир миличмаллар дукинида мал сетивалғанда, униң рәсимлири көчмә камералар тәрипидин тартилған, кейин униң из – дерики болмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر