афғанистанниң нангарһар вилайитидә йәттә ишчи җенидин айрилди

афғанистанниң шәрқигә җайлашқан нангарһар вилайитидә пиластир фабрикасиға қилинған қораллиқ һуҗумда йәттә ишчи җенидин айрилди.

1595184
афғанистанниң нангарһар вилайитидә йәттә ишчи җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: нангарһар сақчи идарисиниң мудири җүмә гүл һиммәт вилайәтниң сурһрод наһийәсидики пиластир фабрикасиға кимлики намәлум кишиләрниң һуҗум қилғанлиқини вә һуҗумда йәттә ишчиниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

нангарһар вилайәтлик шураниң вәкили нилуфәр әзиз һуҗумда җенидин айрилған ишчиларниң һазар шиәлири икәнликини вә бу ишниң террорлуқ тәшкилатлири тәрипидин қилинған болуши мумкинликини қәйт қилди.

һуҗумға һазирчә һечқандақ тәшкилат йаки шәхс җавабкар болидиғанлиқини елан қилмиди. афғанистанда йеқинқи күнләрдә сүйиқәст һуҗумлири көпийишкә башлиди.

бүгүн (2021-йили 4-март) әтигәндә, нангарһарниң мәркизи җәлалабад шәһиридики дөләт дохтурханисиниң бир айал дохтури бомба һуҗумида җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر