афғанистанда айал журналистларниң өлтүрилишигә талибан җавабкар

афғанистан һөкүмити түнүгүн нангарһар вилайитидә бир хусусий телевизийә қанилида ишләйдиған 3 айал хадимниң өлтүрилишигә талибанниң җавабкарлиқи барлиқини елан қилди.

1594329
афғанистанда айал журналистларниң өлтүрилишигә талибан җавабкар

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан пирезиденти әшрәф ғәни елан қилған байанатида, талибанниң бу хил һуҗумларни қилиш арқилиқ вәһшийлик муһити йаритишқа вә җумһурийәтни қоғдаш үчүн көтүрүлүватқан авазларни җимиқтурушқа урунуватқанлиқини билдүрди.

нангарһар сақчи даирилириму һуҗумни қилған 3 кишиниң тутулғанлиқини вә сорақтин кейин һуҗумниң талибанлар тәрипидин елип берилғанлиқи тоғрисида йәкүн чиқирилғанлиқини елан қилди.

талибан байанатчиси забиһуллаһ муҗаһид болса, һуҗум билән мунасивити йоқлиқини илгири сүрди.

терорлуқ тәшкилати даеш тәрипидин елан қилинған байанатта, афғанистан һөкүмитини қоллайдиған ахбарат органлирида ишләйдиған мәзкүр үч айал хадимни өзлириниң өлтүргәнликлирини елан қилған иди.

2020-йили 12-айдиму йәнә, охшаш телевизийә қанилида ишләйдиған айал журналист малалай мәйванд қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر