гиретсийә: түркийә бизгә йардәм тәклипи сунди

гиретсийә, ларисада йүз бәргән 6 бал йәр тәврәштин кейин түркийәниң йардәм қилишни тәклип қилғанлиқини уқтурди.

1594451
гиретсийә: түркийә бизгә йардәм тәклипи сунди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу ларисада йүз бәргән йәр тәврәштин кейин (гиретсийә ташқи ишлар министири) никос дендиасқа телефон қилип, гиретсийә билән һәмкарлишишқа вә униңға йардәм қилишқа тәййар икәнликини байан қилди. телефон сөһбитигә гирозийә ташқи ишлар министири давид залкалийанму қатнишип, дөлитиниңму қоллашқа тәййар икәнликини билдүрди» дегәнләрни қәйт қилди.

гретсийәниң оттура қисмидики лариса шәһиридә 6 бал йәр тәврәп, бәзи кона өйләр, черкавлар вә мәктәпләр вәйран болған болсиму, адәм өлүш әһвали көрүлмигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر