америка навалний сәвәбидин русийәгә ембарго йүргүзди

америка русийә өктичи рәһбири алексий навалнийниң зәһәрлинишигә мунасивәтлик бәзи русийә әмәлдарлириға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини җакарлиди.

1593803
америка навалний сәвәбидин русийәгә ембарго йүргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: америка русийә өктичи рәһбири алексий навалнийниң зәһәрлинишигә мунасивәтлик бәзи русийә әмәлдарлириға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини җакарлиди. әмма, ембарго йүргүзүлгән кишиләрниң исимлири ашкариланмиди.

байдин һөкүмитидики йуқири дәриҗилик бир әмәлдарниң билдүрүшичә, америка истихабарат идариси навалнийниң русийә федератсийә хәвпсизлик идариси (FSB) тәрипидин новичок зәһири билән зәһәрләнгәнлики һәққидә хуласә чиқарған.

ембарго қарари рамкисида, йәттә русийә әмәлдариниң америкадики мал-мүлки тоңлитилди. 14 органға қарши тәдбирләрниң елинидиғанлиқи билдүрүлди.

америка сода министирлиқидики бир әмәлдар, русийәниң бир тәтқиқат иниститути билән 13 русийә ширкитини өз ичигә алған 14 органға, бәзи малларниң америкадин мал експорт қилишниң чәкләнгәнликини елан қилди.

мәзкур әмәлдар, 13 ширкәтниң тоққузиниң мәркизиниң русийәдә, үчиниң германийәдә, бириниң шивейтсарийәдә икәнликини билдүрүп, буниң русийәниң химийә санаитини нишан қилған бир қәдәм икәнликини әскәртти.

йәнә бир тәрәптин, навалнийниң қойуп берилиши тәләп қилинмақта.

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров илгири елан қилған байанатида, американиң йүргүзүш еһтимали болған ембарголириға җаваб берилидиғанлиқини ейтқан иди.

у: «америкалиқ кәсипдашлиримизни вә уларни үлгә қилған йавропа иттипақи, һәр даим сәвәбсиз ембарго йүргүзиду» дегән иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر