бирма армийәси намайишчиларға қарши раст оқ ишләтти

бирма хәвпсизлик күчлири һәрбий өзгириш вә хәлқ тәрипидин сайланған һөкүмәт әзалириниң қолға елинишиға қарши намайиш қиливатқанларға раст оқ вә аваз бомбиси етип тарқитиветишкә урунди.

1593663
бирма армийәси намайишчиларға қарши раст оқ ишләтти

түркийә авази радийоси хәвири: бирма намайишчилири иҗтимаий таратқу адреслирида, бүгүн (2021-йили 2-март) ки намайишларда, раст оқ билән йариланған кишиләрниң видео көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.

таратқуларда һәмбәһирләнгән учурларда, хәвпсизлик күчлири атқан аваз бомбилириниң көрүнүшлириму тарқитилди.

хәвпсизлик күчлири лашийо (Lashio) шәһиридики бир черкавға бесип кирип, 10 кишини тутқун қилди.

ирма сийасий мәһбуслириға йардәм қилиш тәшкилатиниң байанатида, 1-феврал (2021) һәрбий өзгиришигә қарши намайишлар башланғандин тартип бүгүнгичә 30 кишиниң хәвпсизлик күчлириниң бастурушида җенидин айрилғанлиқи, 1213 кишиниң тутқун қилинғанлиқи вә булардин 913 кишиниң һазирғичә тутқунда икәнлики билдүрүлди.

бирма армийәси өзигә йеқин сийасий гуруппиларниң 2020-йили 8-нойабир өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқини илгири сүрүши вә дөләттә сийасий ихтилапларниң күчийиши билән, 2021-йили 1-феврал һакимийәтни өткүзүвалған иди.

бирма армийәси йәнә, ташқи ишлар министири вә дөләтниң әмәлийәттики рәһбири аң сан сучи қатарлиқ һөкүмәт әмәлдарлирини һәмдә һакимийәт бешидики партийә мәсуллирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر