йапонийәдә сакамото йалғузлуқ министирлиқиға вәзипигә тәйинләнди

вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин өзини өлтүрүвелиш нисбити ешиватқан йапонийәдә, баш вәзир суга районлуқ министир болуп вәзипә өтәватқан тетсуши сакамотони «йалғузлуқ министири» лиқиға тәйинлиди.

1590784
йапонийәдә сакамото йалғузлуқ министирлиқиға вәзипигә тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң вухән вирусиға қарши күришидә иҗтимаий һайатниң тохтап қелиш нуқтисиға келиши, хәлқни барғансери бесим астида вә йалғуз һес қилдурмақта.

йапонийәдә өзини өлтүрүвелиш вәқәлиридә ешиш көрүлүватқан болуп, буниң алдини елиш үчүн һәрикәткә өткән йапонийә баш вәзири йошиһидә суга, районлуқ тәрәққийат министири тетсуши сакамотони йалғуз йашайдиған кишиләрниң мәсилилиригә мәсул министир қилип вәзипигә тәйинлиди.

сакамото йеңи вәзиписи тоғрисида байанат елан қилип: «баш вәзир суга мәслини тәкшүрүшүм вә мунасивәтлик министирлиқлар билән кординатсийә шәклидә кәң даирилик истратегийәни оттуриға қойушум үчүн пәрман чүшүрди. иҗтимаий йалғузлуқниң алдини елиш вә кишиләр арисидики мунасивәтләрни қоғдаш үчүн һәр хил паалийәтләрни әмәлгә ашурушни үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر