диктатор франкониң әң ахирқи һәйкилиму елип ташланди

испанийәни 40 йилға йеқин вақит бойичә диктатура түзүм билән башқурған фирансиско фиранкониң әң ахирқи һәйкилиму елип ташланди.

1590413
диктатор франкониң әң ахирқи һәйкилиму елип ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәдә 2007 – йили чиқирилған тарихий хатирә қануни, фиранкониң барлиқ һәйкәллири вә җайларға берилгән исимлириниң һәммисини әмәлдин қалдурушни мәзмун қилатти.

бу арқа көрүнүштә ташланған ахирқи қәдәм,  испанийәниң африқадики аптономийә земини мелиллада ташланди؛ 1978 – йили, йәни фиранко вапат болуп үч йилдин кейин бу шәһәргә тикләнгән һәйкәл елип ташланди.

1920 - йилидики риф урушида испанийә билән маракәш қәбилилири өзара тоқунушқан болуп, һәйкәл әйни чағдики испанийә леониға қоманданлиқ қилған фиранкониң ролиға символлуқ қилатти.

йуқириқи қанунға асасән, испанийә һөкүмити 9 - айда сабиқ диктаторниң йазлиқ ордисини варислиридин өткүзүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر