испанийәдики намайишларға сақчилар мудахилә қилди

испанийәдә қолға елиш қарари билән 16-февралда түрмигә ташланған рап нахшичиси пабло хаселниң қойуп берилишини тәләп қилип башланған намайишлар 8-күнигә қәдәм қойди.

1589772
испанийәдики намайишларға сақчилар мудахилә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: радикал солчил гуруппиларниң чақириқи билән башланған рухсәтсиз намайишлар түнүгүн кәчтә каталонийәниң барселона шәһиригә мәркәзләшти.

барселонаниң охшимиған нуқтилириға топланған кичик гуруппиларниң паалийәтлири җәрйанида  илгирикигә охшашла йәнә зораванлиқ вә бузғунчилиқлар йүз бәрди.

намайишчилар йүрүш қилиш йолидики шишә йеғиш сандуқлирини өрүп, ичидин чиқарған ботилкиларни сақчиларға атти.

лас колс мәйданида бир зораван гуруппа дуканларға вә сақчи машинилириға бойақлар билән ташларни етип һуҗум қилди.

сақчилар намайишчиларни пат-пат мудахилә қилиш арқилиқ вәқәләрниң җиддийлишип кетишиниң алдини алди.

каталонийә бузғунчилиқ сәвәбидин 1 милйон йавродин артуқ зийанға учритилди. һазирғичә 109 намайишчи қолға елинди. сақчиларни өз ичигә алған 90 дин артуқ киши йариланди.

тивиттерда һәмбәһирлигән учурлирида вә нахшилирида терорлуқни улуғлайдиған сөзләрни ишлитип, падишаһқа вә дөләт органлириға һақарәт қилғанлиқи сәвәбидин  9 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған пабло хасел 16-феврал қолға елинип, түрмигә йолланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر