руһани: музакирә үчүн иқтисадий террорлуқ тохтиши керәк

иран пирезиденти һәсән руһани американиң йеңи һөкүмити ембарголарни әмәлдин қалдурған әһвалда музакирә йолиниң ечилидиғанлиқини ейтти.

1590012
руһани: музакирә үчүн иқтисадий террорлуқ тохтиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани пайтәхт теһранда өткүзүлгән министирлар кеңиши йиғинида, америка йеңи һөкүмитиниң йадро келишими тоғрисида йахши гәпләрни қилип, бәзи иҗабий қәдәмләрни басқанлиқини, бирақ йетәрлик әмәсликини билдүрди.

у: «америка йеңи һөкүмити иқтисадий террорлуқни тохтитиши керәк. буни қилғанда йол ечилиду. у чағда музакирә өткүзүлүши мумкин. йадро келишимигә икки маддиниң қошулуши мумкин әмәс» деди.

у хәлқаралиқ атом енергийәси агентлиқи (UAEA) билән һәмкарлишишниң үстәлгә келишниң йолини ачқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر