америка вә йавропа иттипақиниң ембарголири венезуелаға  30 милйард доллардин артуқ зийан салди

венезуела пирезиденти николас мадуро америка вә йавропа иттипақи йүргүзгән ембарголарниң дөлитидики ковид -19 ға қарши күрәшни қийинлаштурғанлиқини елан қилди.

1588942
америка вә йавропа иттипақиниң ембарголири венезуелаға  30 милйард доллардин артуқ зийан салди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент николас мадуро  б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 46- нөвәтлик йиғинида сөзлигән синлиқ нутуқида, дөлитигә йүргүзүлгән ембаголар тәрәпкә һәмминиң диққитини тартти.

америка вә йавропа иттипақиниң венезуелаға 450 дин артуқ бир тәрәплимә ембарго йүргүзгәнликини тилға алған мадуро, бу ембаголарниң ковид -19 кризисиниң сәһийә саһәсигә вә иқтисадий саһаләргә көрситидиған тәсиригә қарши венезуела һөкүмити елип бериватқан күрәшләргә чәклимә пәйда қилғанлиқини тәкитлиди.

мадуро: «ембарголар 30 милйард доллардин артуқ зийан йәткүзди, бу пулларни ковид -19 ға қарши күрәшкә ишләткили болатти» деди.

мадуро ембарголарниң пәқәт қанунсиз болупла қалмай, өз нөвитидә йәнә инсанпәрвәрлик кризисиниму кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәкитләп, ембарголарға қаримастин, һөкүмәт тәминлигән иҗтимаий капаләт вә һәқсиз сәһийә хизмәтлири системиси сайисида ковид -19 ниң тәсирини мувәппәқийәтлик һалда контироллуқ астиға алалиғанлиқини ейтти.

венезуела русийәдин закас қилинған «спутник V» намлиқ ковид -19 ваксинисиниң тунҗи 100миң таблитини 13-февралда тапшуруп алған болуп, ваксина әмләш хизмәтлириниң мушу һәптә башлиниши мөлчәрләнмәктә.

венезуелада һазирғичә вухән вируси сәвәбидин 1320 киши қаза қилип, 136 миң 545 киши йуқумланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر