москва йавропа иттипақиниң русийәгә җаза йүргүзүш қарариға наразилиқ билдүрди

русийә йавропа иттипақи дөләтлири дипломатийә министирлириниң рус өктичи алексей навалнийни түрмигә ташлиғанлиқи сәвәблик русийәни җазалаш қарариға инкас қайтурди.

1588726
москва йавропа иттипақиниң русийәгә җаза йүргүзүш қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, «сүний» баһаниләргә тайинип чиқирилған бу «әпсуслинарлиқ қарар»ниң йавропа иттипақи — русийә мунасивитигә зийан йәткүзгәнликини оттуриға қойди.

җаза қарариниң қайта- қайта ташланған хата қәдәм икәнликини оттуриға қойған русийә, навалнийни қойуп бериш чақириқлириниң «қанунсиз», шундақла «бимәнә» икәнликини тәкитләп: «бу бир русийә пуқраси болуп, иқтисадий җинайәтләр сәвәбидин дөлитимиздики рус мәһкимиси тәрипидин әйибләнди» деди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиниң давамида: «ултиматом, бесим вә җаза қатарлиқ қанунсиз васитиләрниң йавропа иттипақиниң дипломатийә сийаситидә йилтиз тартқанлиқи кишини әпсусландуриду. йавропа иттипақи хәлқара сәһнидә өз алдиға һәрикәт қилидиған қутуп ролиға игә болушқа урунмақта, бирақ, буниң шериклиригә һөрмәт қилиш, уларниң ички ишлириға арилашмаслиқ пиринсипи вә хәлқара қанунға қәтий бойсунуш даирисидә йолға қойулидиғанлиқини унтуп қалди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر