фесбук берма армийәсиниң учур тарқитиш һесабини әмәлдин қалдурди

иҗтимаий таратқу ширкити фесбук һәрбий сийасий өзгириш арқилиқ хәлқ һакимийитини тартивалған берма армийәсигә тәвә рәсмий учур тарқитиш һесабини әмәлдин қалдурди.

1587598
фесбук берма армийәсиниң учур тарқитиш һесабини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: фесбук елан қилған байанатида, «зораванлиқни күшкүртүп, тор бекәтниң өлчәмлиригә көп қетим хилаплиқ қилди» дегән сәвәб билән берма армийисигә тәвә «татмадав тоғра хәвәр гурупписи» намлиқ һесабниң өчүрүп ташланғанлиқини билдүрди.

фесбук мәсуллириниң байанатидин кейин, һесаб киргили болмайдиған һалға кәлтүрүлди. һәрбий һакимийәт мәсуллири бу һәқтә  һечқандақ байанат елан қилмиди.

фесбук 12- февралда мақуллиған қарар арқилиқ берма армийәсигә тәвә һесаблар һәмбәһирлигән учурларниң аммиға тарқилишиниң алдини елиш үчүн тәдбирләрни йолға қойған иди.

йәнә бир тәрәптин, түнүгүн мандалай шәһиридә өткүзүлгән намайишта, бихәтәрлик қисимлириниң һәқиқий оқ ишлитип қаттиқ мудахилә қилиши сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 3 кишигә йәтти.

исмини ашкарилимиған бир пидаий сәһийә хадими түнүгүнки қалаймиқанчилиқта икки кишиниң қаза қилғанлиқиға вә хизмәтдишиниңму қаза қилғанлиқиға шаһит болғанлиқини байан қилди.

түнүгүн мандалайдики намайишта бихәтәрлик қисимлириниң аммиға оқ чиқириши нәтиҗисидә, икки киши қаза қилип, алтә киши йариланған иди


خەتكۈچ: #берма , #фесбук

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر