нато афғанистандин чекиниш мәсилисидә қарар чиқиралмиди

нато дөләт мудапиә министирлири иттипақниң афғанистандин чекиниши йаки туруши мәсилисидә қарар чиқиралмиди. ирақта нато қисмини кеңәйтиш мәсилисидә болса, пикир бирлики һасил қилди.

1586619
нато афғанистандин чекиниш мәсилисидә қарар чиқиралмиди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг син йиғини шәклидә ечилған вә түркийәгә вакалитән дөләт мудапиә министири һулуси акар қатнашқан нато дөләт мудапиә министирлири йиғининиң иккинчи вә ахирқи күн йиғинидин кейин, мухбирларни күтүвалди.

у йиғинда афғанистан билән ирақтики нато қисимлири тоғрсида пикир алмаштурғанлиқлирини билдүрүп, америка билән талибан оттурисидики келишим бойичә, 2021-йили 1-майда афғанистандики хәлқаралиқ қисимларниң чекиниши мәсилисидә қарар чиқиралмиғанлиқлирини қәйт қилди.

у афғанистандики тинчлиқ мусаписи аста илгириләватқан болсиму, әмма қоллаватқанлиқлирини әскәртти вә ирақ тоғрисида мундақ деди:

«ирақ қисимлирини террорлуққа қарши турушида қоллаш вә даешниң иккинчи қетим пәйда болушиниң алдини елиш мәқситидә, нато қисимлирини кеңәйтишни қарар қилдуқ. қисмимиз 500 кишидин 4 миңға чиқирилиду. тәлим-тәрбийә ишлириға, ирақ органлири билән бағдад сиртидики районларни көпирәк қатнаштуримиз» деди.

у натониң ирақ һөкүмитиниң тәлипи билән ирақта туруватқанлиқини тәкитләп: «бу хизмәтләр ирақниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилиш пиринсипи бойичә қилиниватиду» деди.

у йәнә, ирақтики нато қисимлириға рәһбәрлик қилиш вәзиписиниң канададин данийәгә өткүзүп берилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر