нато 13 шеһит үчүн түркийәгә тәзийә билдүрди

шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг түркийәгә тәзийә билдүрди.

1585807
нато 13 шеһит үчүн түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг, гарада « 13 түркийә пуқрасиниң өлтүрүлгәнликини әйибләйдиғанлиқлири»ни әскәртип, иттипақдашларниң түркийә хәлқидин һал сорайдиғанлиқини билдүрди.

йенс столтенберг натоға әза дөләтләр мудапиә министирлириниң икки күнлүк син көрүнүшлүк йиғининиң биринчи күни кәчтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

түркийә пуқраси 13 кишиниң ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати тәрипидин шеһит қилинишиға мунасивәтлик бир соалға җаваб бәргән столтенберг, түркийәгә тәзийә билдүрди.

у бу қирғинчилиқниң җавабкарлирини әң күчлүк шәкилдә әйибләйдиғанлиқини тәкитләп: «иттипақдашлар бүгүнки дөләт мудапиә министирлири йиғинида тәзийә билдүрди. иттипақдашлар түркийә хәлқи билән һәмкарлиқ ичидә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر