б д т баш катипи ваксина тәқсиматидики адаләтсизликни оттуриға қойди
бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес вухән вируси (ковид – 19) ваксинисиниң баравәр вә адил тарқитилмиғанлиқини оттуриға қойди.
1585826
түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес вухән вируси (ковид – 19) ваксинисиниң баравәр вә адил тарқитилмиғанлиқини байан қилип: «нөвәттә ваксининиң 75 пирсәнтини пәқәт 10 дөләт ишлитиватқан болуп, 130 дин артуқ дөләткә бир қутиму ваксина әвәтилмиди» деди.