дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 200 миңдин ашти

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 201 миңдин, йуқумланғанлар сани 102 милйон 41 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанлар сани 73 милйон 882 миңдин ашти.

1573507
дунйада ваба сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 милйон 200 миңдин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин йеңидин 2 миң 230 кишиниң җенидин айрилиши билән, җәмий сан 443 миң 769 ға чиққан, 95 миң 537 кишиниң йеңидин йуқумлиниши билән, җәмий йуқумланғанлар сани 26 милйон 338 миң 607 гә чиққан америкада, нийу йорк иштатидики сәһийә органлириниң санаторийәләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләрни %50 аз доклат қилғанлиқи билдүрүлди.

вухән вирусиниң җәнубий африқада оттуриға чиққан вә өзгәргән, тез тарқилидиған түриниң тунҗи қетим каролина иштатида йашайдиған икки кишидә байқалғанлиқи қәйт қилинди.

б д т баш катипи антонийо гутерс (Antonio Guterres) нийу йорк шәһиридә йолға қойулған 65 йаш вә униңдин йуқири йаштикиләрни әмләш хизмитини қоллаш вә ваксинаниң пайдилиқ, бихәтәр икәнликини көрситиш үчүн, ваксина әмләттүрди.

америкада вухән вирусиға қарши ваксина әмләш сүрити тез болмиди. нийу йорктики диний рәһбәрләр, вабаға қарши аҗиз орунда туруватқан мәһбусларни ваксина әмләш пирограммисида алдинқи орунға қойушни тәләп қилди.

мексикада йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 506 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 155 миң 145 кә чиқти. шуниң билән мексика, вухән вируси сәвәбидин 154 миң киши җенидин айрилған һиндистанни арқида қалдуруп, дунйада вирусқа мунасивәтлик әң көп өлүм көрүлгән иккинчи дөләт болуш унванини қолға кәлтүрди.

охшаш вақитта, 18 миң киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 1 милйон 825 миң 519 ға чиқти.

әнглийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 1 миң 239 киши җенидин айрилди, 28 миң 680 киши йуқумланди. вирусқа мунасивәтлик җәмий өлүм сани 103 миң 126, җәмий йуқумланғанлар сани 3 милйон 743 миң 734 кә чиқти.

испанийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 515 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 57 миң 806 гә чиқти. охшаш вақитта, 34 миң 899 киши йуқумланди вә җәмий йуқумланғанлар сани 2 милйон 792 миң 360 қа чиқти. дөләттики мәһбуслар арисида йеқинқи 15 күндә байқалған йуқумланғанлар саниниң икки һәссә ашқанлиқи билдүрүлди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин 348 киши җенидин айрилди вә җәмий сан 74 миң 800 гә чиқти. охшаш вақитта, 23 миң 770 киши йуқумланди вә җәмий сан 3 милйон 130 миң 629 ға чиқти.

фирансийә сәһийә министири оливийер веран (Olivier Veran) йанвар ейиниң бешидин башлап күнлүки 500 болған түри өзгәргән вухән вирусиға мунасивәтлик йуқумлиниш саниниң 2 миңләргә чиққанлиқини билдүрди.

фирансийә һөкүмитиниң байанатчиси габрийел аттал (Gabriel Attal) кейинки күнләрдә вухән вирусиға қарши қошумчә тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқини уқтурди.

данийәдә вухән вируси сәвәбидин 2 миң 71 киши җенидин айрилди, 197 миң 208 киши йуқумланди. дөләттә вухән вирусиға қарши йолға қойулған тәдбирләрни йәнә үч һәптә узартиш қарар қилинди.

асийа қитәсидә вухән вирусиниң әң еғир тәсиригә учриған һиндистанда, вирус сәвәбидин 154 миң 47 киши җенидин айрилди, 10 милйон 720 миң 971 киши йуқумланди.

вухән вируси сәвәбидин 5 миң 361 киши җенидин айрилған, 375 миң 607 киши йуқумланған йапонийәдә, парламент вухән вирусиға қарши туруш рамкисида, 183.8 милйард долларлиқ малийә йилиниң үчинчи қошумчә хамчотини тәстиқлиди.

африқа қитәсидә вухән вируси әң көп байқалған җәнубий африқа җумһурийитидә, йеқинқи 24 саәттә 555 киши вирус сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, вирусқа мунасивәтлик җәмий җенидин айрилғанлар 43 миң 105 кә чиқти. 1 милйон 437 миң 798 гә чиқти.

ливанда 2 миң 621, маракәштә 1 миң 224 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر