ирақта даешқа әҗәллик зәрбә берилди
ирақта террорлуқ тәшкилати даешқа қарши һәрбий һәрикәт давамида 4 террорчи өлтүрүлди.
1573040
түркийә авази радийоси хәвири: ирақта турушлуқ америка қошма иштатлири башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң террорлуқ тәшкилати даешқа һәрбий һәрикити давамида, 4 террорчи өлтүрүлди, вади әшшәй йезиси әтрапида тәшкилатқа аит 5 йәр билән йәксан қиливетилди, районда көп санда қорал – йарағ, оқ - дора вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.