дунйа сәһийә тәшкилати һәйити хитайда карантин қилинған

вухән вируси (Kovid-19) ниң йилтизини тәкшүрүш үчүн хитайға барған дунйа сәһийә тәшкилати һәйити карантиндин чиқип тәкшүрүшлирини башлиди.

1572832
дунйа сәһийә тәшкилати һәйити хитайда карантин қилинған

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вирусиниң йилтизини тәкшүрүп- тәтқиқ қилиш үчүн хитайға йетип барған дунйа сәһийә тәшкилатиниң һәйити 14 күнлүк карантиндин кейин, вухәндә қалған меһманханидин сиртқа чиқип аптобусқа чиқиватқанда көзләргә челиқти.

дунйа сәһийә тәшкилати һәйитиниң вухән вирусиниң йилтизини тәкшүрүш үчүн вухәндә нәқ мәйдан тәкшүрүшлирини қилиши пилан қилинмақта.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси җав лиҗйән мухбирларға бәргән байанатида, карантиндин чиққандин кейин, тәтқиқатчиларниң тәкшүрүшләрдә хитай тәтқиқатчилири билән ортақ хизмәт қилидиғанлиқини, хитай тәтқиқатчилириниң һәмкарлиқ җәрйанида дунйа сәһийә тәшкилати һәйитигә маслишип қолайлиқ йаритип беридиғанлиқини билдүргән иди.

америка, австиралийә, германийә, йапонийә, әнглийә, русийә, голландийә, қатар вә вийетнам қатарлиқ дөләтләрниң мутәхәсислиридин тәшкилләнгән 13 кишилик һәйәтниң 14 күнлүк карантинда, хитай мәсуллири билән тор йиғини өткүзидиғанлиқи елан қилинған иди.

дунйа вухән вирусидин, 2019-йили 31-декабир хубей өлкисигә қарашлиқ вухән шәһиридә «мәнбәси ениқ болмиған сирлиқ нәпәс йоли кесәллики» ниң көрүлгәнликини дунйа сәһийә тәшкилатиға билдүрүши билән хәвәр тапқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر